Өлеңдер сөздерi / текст песни
Дервиши - Һәр ахшам
Муз.Д.Бахаров.
Сл:А.Долятов.
Сән маңа ишән, ишәнгин женим
Аһ, женим ярим, муһәббәт – тумарим
Гүлүм – гүлзарим сән гөзәл хеним
Өзәң яңриған дил тарим, дутарим
Сән муһәббитим, от болуп янарим
Сени мән сөиймән жананим
Қайтурмиси:
Һәр ахшам мән сеғинип яр ойлаймән сени
Һәр қачан яр нахшамда мән күйләймән сени
Һәр ахшам яр сеғинип сән ойламсән мени
Һәр қачан сән нахшаңда яр күйләмсән мени
Сән мени чүшән, чүшәнгин женим
Сениңсиз күндүз қараңғу көрүнәр
Айрилдим әстин көргәндә сени
Сениңсиз аләм житимдәк билинәр
Назлириң алдида қалмиди амалим
Саңа мән көйүмән жананим
Қайтурмиси:
Һәр ахшам мән сеғинип яр ойлаймән сени
Һәр қачан яр нахшамда мән күйләймән сени
Һәр ахшам яр сеғинип сән ойламсән мени
Һәр қачан сән нахшаңда яр күйләмсән мени
Шох әркәм, женим, омиғим мениң
Бәхтимни сәндин көрүмән
Зеригим өзәң, жүригим мениң
Сөйимән сени, сөйимән
Қайтурмиси:
Һәр ахшам мән сеғинип яр ойлаймән сени
Һәр қачан яр нахшамда мән күйләймән сени
Һәр ахшам яр сеғинип сән ойламсән мени
Һәр қачан сән нахшаңда яр күйләмсән мени
Комментарии: